Һеликәм кәтминини ташлимиди

05.04.2019ж

Панфилов  наһийәси аграрлиқ наһийә.  Наһийәдә    йеза егилиги саһаси  мәхсәтчанлиқ билән  тәрәққий әтмәктә.     Тәкитләш керәкки, наһийәдә өткән жили 43,4 миң гектар мәйданға  йеза егилиги зираәтлири терилгән еди. Униң 25785 гектариға етиз мәликиси терилип, пәрвиш қилинди.

    Жил ахирида   деханлар  165000 тонна ашлиқ жиғиштурди. Йәттисуниң  мәрвайити һесапланған  Яркәнт тәвәси чарвичилиқ, бағвәнчилик билән деханчилиқ қилиш үчүнму қолайлиқ. Наһийә деханлири  бу мүмкинчиликләрдин толуқ пайдилинип, терилғу мәйданлирини жилдин-жилға көпәйтиватиду. Бийилқи жили болса   наһийә деханлири 26000 гектар мәйданға көмүқонақ  терип, уни пәрвиш қилиш үчүн   етиз - ериқта ишлирини  башлап кәтти.  Ундақ болғини ахирқи икки- үч жил һава- райи қәғишлигини көрситип, әтиязниң күнлири бәзидә йеғин-йешинлиқ, бәзидә қурғақчилиқ йүз бәрдидә,  деханлар  хелила аваригәрчилик тартип қалди . Бу жили  әтияз балдур келип, алма-өрүкләр чечәкләп, баһар гүллири ечилған хушвақ күнләрму йетип кәлди.  Таң сәһәр талаға чиқсиңиз гүл-гияларниң хушбой һиди    димаққа уриду. Деханлар бу жилниңму һосуллуқ болушини  үмүт қилмақта.

      Һәқиқәтәнму шундақ ,тәвә деханлири бийил жилдикидин хелила бурун   қутлуқ кәтминини мүрисигә селип, етиз -ериққа чиқти.  Ериқ чепип яки   техникисини ишқа қошуп,   йәр һайдаватқан, ашлиқ яки мал озуғи үчүн бедә териватқанлар сани жилдин-жилға көпийиватқанлиғини  байқавелиш тәс әмәс. Шундақ екән мақалимизниң қәһримани  чоңчиғанлиқ  Турған Қурбановни   әтигәндә шәхсий егилигидики етизлиғида учраттуқ.

  Қәдди - қамити келишкән, көз әйнәк таққан,   Турған ака һәққидә жутдашлири, шагиртлиридин талай қетим аңлиған болсақму,  дәсләпки қетим  учришип, сөһбәтлишиватимиз. Сөһбәтдишим сәмимий, гәп сөзлири салмақлиқ , хуш муамилилик болуп,  өзидин көрә жил, 365 күн бойи қолидин қутлуқ кәтминини чүшәрмәйдиған йеза адәмлири - деханлар һәққидә тәвринип сөзлиди.

   Чүнки униң теги тәкти чоңчиғанлиқ болуп,  бова-момиси  Мөрдүн  Мәрийәмханлар тәвәдә колхоз- совхозларни қуруш ишлири қолға елинғанда дәсләпкиләрдин болуп «Чоң Чиған» пахта  совхозиға әза болди. Кейин 1934-жили  «Ворошилов» колхози болуп қайта қурулғанда ишини давамлаштурди. Мөрдүн бовайниң  егиликтә дәсләпкиләрдин болуп  трактор рулиға олтарғанларниң бири болуп, һаятиниң ахириғичә «төмүр тулпарда»  өткәнлигини  һәммә билиду. Шундақ екән әйнә шу әмгәк мәрданилири  йәттә пәрзәнт тепип, улар -  Қасим, Асим, Турсунай, Турғунай, Дүрнәм, Ризвангүл, Мәсимжан қатарлиқ пәрзәнтлириниң һәммисиниң алий билим елишиға зәмин яритиду. Мана шу Қасим Қурбанов наһийәдики дәсләпки мәрипәтчиләрниң бири болуши билән Чоң Чиған  башланғуч мәктивидә устазлиқ қилип,  мәзкүр  билим орнини  сәккиз жиллиқ андин оттура мәктәп дәрижисигә елип чиққан мудирларниң бири болғанлиғиниму  жутдашлири һели унтиғини йоқ.   Атиси  Қасим Улуқ Вәтән урушиниң ветерани, аниси дәсләпки устази Сепийәм Вәлиева кәби -  устазлар аилисидә дунияға кәлгән   Турған ака Қурбанов ана жутидики  мәктәптә башланғуч билим елип,  оқушини шәһәрдики С.М. Киров (һазирқи Хелил Һәмраев ) намидики оттура мәктәптә давамлаштурди. 

   - Яркәнт билән  Чоң Чиған ариси  7 километр мусапә. Биз һәр күни  қиш - йези, иссиқ-соғқа қаримай пиядә берип келип оқудуқ.  Шу заманниң балилири, мениң тәңтушлурумниң  билим елишқа дегән  иштияқи күчлүк болған екән.  Дәрискә кечикиш яки бир күн дәристин қелиш у биз үчүн қилмиш  қилған билән тәң еди. Униң үстигә у жиллири Чоң Чиғанда пәқәт уйғур синиплири можут болуп, қазақ балилириму уйғур синиплирида оқатти. Андин һәммимиз  Яркәнттики Киров мәктивидә биллә оқудуқ.  У жиллири йезида бари-йоқи  40-50  аилә болидиған. Мана шу аилиниң балилири  қишниң күнлири таң сәһәр қараңғу, йәргә техи  йоруқ чүшүп үлгәрмигәндә Яркәнткә қарап йолға чиқимиз әмәсму. Шунда тапқан  амалимизни қараң. Дадилиримиз бир парчә кона рәхт, ярамсиз мишкапларни   жумлақлап,майларниң қалдуқлириға чилап, яғачниң учиға  қоюп, мәккәм бағлап  бериду. Йезидики чоң йолниң бойиға жиғилимиздә, мәктәпкә маңғили жиғилған балилар новәтлишип от йеқип йолумизни йорутуп маңимиз. Биримизниң көйүп түгисә йәнә биримиз туташтурумиз. Мундақ ейтқанда силәр кинолардини көргән факел дәп чүшәндүрсәм дурус болар.Биз  әйнә шу дәвирниң синақлиридин өткән йеза балилири  қериндашлардәк болуп кәткән едуқ,-дәп балилиқ, өсмүрлүк чағлиридики  достлирини бир мәғурлиниш билән әскә алди у.

   Шундақ қилип 1966-жили мәктәпни тамамлиған Т.Қурбанов  Талдиқорған шәһиридики зооветеринария техникумиға оқушқа чүшүп, уни муваппәқийәтлик тамамлап, жутиға келип, ишиға яшлиқ ғәйрити билән  киришип кәтти. У жиллири наһийәдә яшлардин тәркип  «Учқун» мал бодаш  комплекслирини тәшкил қилиш қолға елинип, Киров колхозида мал бодаш комплекслирини қуруш, нәсиллик малларни бодаш ишлирида нәзәрийәвий билимини әмәлдә көрситишни билди. Колхоз рәиси тәжрибилик тәшкилатчи  Иврайимжан Қожахметов бир синипта биллә оқуған синипдишиға бу жәһәттин ишинип, тапшурғанлиғи шуниңдин болса керәк. Иштин қол үзмәй Алмута зооветеринария институтини оқуп тамамлиған қош дипломлуқ мутәххәссис һәр қанчә тапшурма, көрсәтмиләрни орунлап, егиликни наһийәниң илғарлири қатаридин елип чиқишида күч ғәйритини сәрип қилди.  

  Шудақ қилип колхозда у баш зоотехник, колхоз рәисиниң орунбасари,Чоң Чиған участкисиниң башлиғи  болуп ишләп,  егиликни наһийәдики әң чоң һәм тәрәққий әткән егиликләр қатаридин  болушида,   бир кишилик һәссисини қошти. Колхоз-совхозлар тарқалған  жиллириму тәжрибилик мутәхәссис ишсиз қалмиди. Наһийә рәһбәрлири Турған акини Панфилов наһийәлик  Экология вә тәбиәтни қоғдаш бөлүмигә рәһбәр қилип тайинлиди.   Кейинәрәк  наһийәдә көмүқонақ уруқлирини йетиштүридиған ассоциациягә, 2004- жили  «Алмута вилайәтлик йеза егилиги мәһсулатлирини стандартлаш вә сертификацияләш» АЖ ниң наһийәдики вәкили болуп ишлиди вә шу йәрдин    һөрмәтлик дәм елишқа чиқти.

        Йеза егилиги саһасида ишләп үгинип қалған әмгәк адими һөрмәтлик дәм елишқа чиққандин кейинму қол қоштуруп олтармиди. «Қурбанов» шәхсий дехан егилигини тәшкилләп, жутдашлири қатарида   33 гектар йәргә  көмүқонақ териш ишлириға киришип кәтти.

    Биз жуқурида тәкитлигән етизлиқта  һазир у аилиси билән деханчилиқ қиливетипту.  Көмүқонақниң «ЗПСК», «Будан», «Молдавская» охшаш  наһийәгә маслашқан  йәни әтигән пишидиған  сортлирини териш билән биллә тавуз өстүрүшниму дәсләпкиләрдин болуп қолға алғанларниң бири болуп чиқти.  Мошу йәрдә шуни тәкитләш   керәкки, кейинки төрт-бәш  жилда наһийәдә қоғун –тавуз терип пәрвиш қиливатқан йәнила шу Чоң Чиған йезисиниң деханлири. Шуңа базарда  «Чоң Чиғанниң тавузи» дәп аталған  экологиялик жәһәттин таза  тавуз-қоғунниң базири иштик.  Мошу мақалә қәһримани билән бир қатарда Улуқ Ипәк йолидики қедимий бу жутниң әмгәкчан  хәлқиниң  ашлиқ, мал озуғи үчүн көпжиллиқ чөп вә қоғун-тавуз териштә  өзигә чушлуқ  жапасиға төзүп, епи- жепини тепиватқанлиғиниму тәкитләш артуқ болмиса керәк. Шуңа ата - бова ишиға варислиқ қилип, қутлуқ кәтминини ташлимай, жил бойи тинимсиз әмгәктин ялиқмиған, қоллири қадақ басқан  деханниң әмгиги миң мәртә һөрмәтлик иш екәнлигини ейтип  мәдһийләшкә һәқлиқмиз.

      Турған акиниң узун  жиллиқ әмгиги мунасип баһасини тапти. У бир нәччә қетим Йеза егилиги Министрлигиниң пәхрий ярлиқлири билән, өз дәвридә ВДНХниң  бронза медали вә «һөрмәт бәлгүси» ордени  билән тәғдирләнди.

 Турған Қурбановниң  жутдарчилиқ ишлири һәққидә шуни тәкитләш керәкки, жәмийәтлик ишларға паал арилишиватиду. Ата-бовилардин  тартип та бүгүнки күндиму маһийитини, аммибаплиғини йоқатмиған   уйғурниң миллий мәшривини жутида   жанландурушта у тәшәббускарларниң бири.  Чүнки  уни өткүзүшниң қанун-қаидилиригә реайә қилған һалда заманивийлаштуруш билән өсүп келиватқан әвлатқа тәрбийәвий әһмийитини чүшәндүрүп, үлгисини көрситип келиватқан миллий мәдәнийитимизниң  жанкөйәри .

      Турған Қурбановниң аилиси һәққидә гәп қилғанда, рәпиқиси Жәннәтбүви һәдимиз билән  үч оғул бир қиз тәрбийиләп қатарға қошуп, улардин 8 нәврә 1 чәврә сөйди. Бу күнләрдә һәммә жәһәттин үлгилик бу аилидә қош хошаллиқ. Турған ака 70- баһарини қарши еливатиду. Жәннәтбүви һәдимиз билән аилә қурғинға 45 жил толупту. Бу бир аилә әзалири әтрапидила әмәс, бәлки жут әһли үчүн чоң хошаллиқ, той. Шуңа биз уларға бәхитлик қерилиқ дәмлирини сүрүшни тиләймиз. 

     Гөһәрбүви  Исмайилжанова.

Т.Мәшүров чүшәргән сүрәт.