Һошшәрә, Чоң Чиған яшлири

27.09.2019ж

Қазақстан Жумһурийитиниң Президенти Қасым-Жомарт Тоқаев қазақстанлиқларға йоллиған «Конструктив жәмийәтлик диалог-Қазақстанниң турақлиғи вә гүллинишиниң асаси» намлиқ Мәктүбидә турғунлар ,

болупму ижтимаий тәминати начар төвән топлар үчүн турушлуқ өйниң қолйетимлиғини ашуруш, ярдәмгә муһтажларни қоллап-қувәтләш, новәттә турған тәминати төвән көпбалилиқ аилиләргә өй бериш мәсилисини үч жил ичидә һәл қилиш керәклигини алаһидә тәкитлиди. Шәхсий тижарәт билән шуғуллиниватқанларни мошу ишларға жәлип қилип, дөләт-шәхсий һәмкарлиқ механизмлирини йүксәлдүрүш лазим,- дәп көрсәтти.
Президент көрсәтмиси «Бақытты отбасы» лайиһиси бойичә әмәлгә ашуруш жай-жайларда қолға елинди. Жүмлидин бу ишта наһийәдә тижарәтчиләр көпбалилиқ, тәминати төвән аилиләргә яр йөләк болмақта. Ейтайлуқ жил бешидин тижарәтчиләр тәрипидин 14 көпбалилиқ аилә өйлүк болди. Наһийәдә тижарәт билән шуғуллиниватқан тижарәтчиләр тапқининиң мәлум қисимини бу хилдики хәйри -еһсанлиқ ишларға сәрип қилип, үлгә боливатқанлиғи һәр кимни хошал қилиду. Техи йеқиндила «Ернар» дехан егилигиниң рәиси Тасқин Жапарқул Сүптай йезисиниң турғуни төрт балилиқ Жәзира Муқаеваға бәш бөлмилик өй селип, уни жабдуқлар билән толтуруп, һәдийә қилди. Өйниң ачқучини тапшуруш мәрасимида сөзгә чиққан наһийә һакими Талғат Өмирәлиев дехан егилигиниң рәисигә миннәтдарлиғини билдүрүп, иш-паалийитигә утуқлар тилиди.
Өз новитидә Тақин Жапарқул көпбалилиқ аилиниң балилириниң мәктәп оқуғучилири екәнлигини тәкитләп, уларниң оқуш қураллири билән кийим-кечәклирини елип беришкә тәйяр екәнлигини билдүрди.
Наһийәдә мундақ соваплиқ ишниң бешида жүргәнләр сани аз әмәс. Чүнки тәвәдә хәйри-еһсанлиқ, мәрт-мәрданә тижарәтчиләр билән яшлар арисидинму тәдбирчан жигит-қизлар йетилип чиқип, муһтаж жанларға ярдәм қиливатқанлар һәққидә һәр жайда аңлап жүримиз. Лекин улар «биз ундақ қилдуқ, мундақ қилдуқ» дәп жар салмайду. Мана шундақ йәнә бир соваплиқ ишниң Чоң Чиған йезисида йүз бәргәнлигини аңлап, хошаллиқни егилири билән бөлүшкили бизму йетип бардуқ.
Чоң Чиған йеза округи һакимчилиғиға кәлгинимиздә мәзкүр округ һакими Махсат Оспанбеков билән униң орунбасари Рима Баратова, баш мутәхәссиси Гүльнар Сулайманова округта елип бериливатқан вә режиләнгән ишлар билән сөһбәтлишиватқан екән. Йеза округи һакими Махсат Орал оғли бизгә елип бериливатқан ишлардин ейтип бәрди.
-Чоң Чиған Улуқ Ипәк йолидики әң чоң жутлардин . Тәркивигә Ақкәнт, Қириққудуқ,Кичик Чиған вә Чоң Чиған йезилири киридиған округ аһалисиниң сани 11378 . Турғунларниң асаси қазақлар билән уйғурлар. Улар асасән жилниң төрт пәслидә қолидин қутлуқ кәтминини чүшәрмәй ата кәсип деханчилиқ вә чарвичилиқта тәр төкүватиду. Бағларни, үзүмзарлиқларни бәрпа қилип , бағвәнчиликтә һәм ахирқи жилларда наһийәдә йетиштүриливатқан қоғун-тавуз өстүрүштиму бизниң округ турғунлири шуғуллиниватиду. Шундақ екән, наһийә ихтисади билән мәдәнийитиң тәрәққиятиға бир кишилик һәссисини қошуватиду дәп еғиз толтуруп ейтишқа һәқлиқмиз.
Төрт йезида төрт мәктәп, 4 амбулатория билән һәр йезида мечитлар селинди. 3 шәхсий балилар бағчиси билән 2 дөләтлик бағчида өсмүрләр тәлим - тәрбийә еливатиду. Жутимизниң әң чоң турғунлириниң бири Улуқ Вәтән урушниң тирик шаһиди Яқуп Данахунов билән Социалистик Әмгәк Қәһримани Күләш Айтжанова бизниң пәхримиз,мәсләкдашлиримиз. Күләш апимиз бу күнләрдә һаятиниң 80 даванини қарши еливатиду. 15 тин ошуқ арқа сәпниң қәһримани билән 300 дин ошуқ көпбалилиқ анилар бар. Округтики 227 көпбалилиқ аилиләр билән тапавити төвән вә ялғуз житим-йесир ,накаларға ярдәм пуллири төлиниватиду. Униңдин башқа йезида тижарәтчиләр билән мәрт-мәрданә жутдашлар тәрипидин ярдәмгә муһтажларға өй селип беришта тәшәббускарлиқ көрситиватқан яшлиримиз бар. Мана мошу яшлар тәрипидин туғулишидин 2- топтики нака, 35 яшлиқ Тайиржан Азнакуловқа Чоң Чиған яшлири өй селип, уни жиһазларға толтуруп һәдийә қилди. Яхшилиқни көрмәк пәриз ,-дәп Махсат Орал оғли бизни Тайиржанниң өйигә башлиди.
Биз Азнакуловлар аилисигә кәлгинимидә Чоң Чиған йезисиниң баш жигитбеши Иминжан Ғожашев билән мечит имами Нурдаулет Бахытжан, өй селишқа бир кишилик ярдәмләшкә, йеза яшлири һәммә шу йәрдә екән. (сүрәттә).Баш жигитбеши Иминжан акимиз :
- Елимизниң Тунжа Президенти -Елбасы Нурсултан Назарбаев бу жилни « Яшлар жили» дәп елан қилди. Йезида тәшәббускар яшлиримиз бу жилға өз төһписини қошти. Тил тәгмисун,улар топлишип, тәдбирчанлиқ көрситип, жутдаш инимиз Тайиржанға өй селиш ишини қолға елип, қурулуш ишлирини өзлири шәнбиликләр уюштуруп , елип барди. Мана көрүп турупсиз, өйни Тайиржанниң имканийитигә қарап, барлиқ керәклик жиһазлар билән толтуруп бәрди. Өйгә су тартилған , пәч, душ бөлмиси, ятақханиси барлиқ жәһәттин қолайлиқ. Тайиржанға кичик дадиси Әхмәтжан билән кичик аниси Гүләмхан ғәмхорлуқ қиливатиду. Уларму йезидики көпбалилиқ аилиләрдин . Әнди Тайиржан өзи беваситә туруп, маңалмиғанлиқтин, Әхмәтжанниң икки оғли униңға дайим һәмра боливатиду. Шуңа әшу икки жийәнигиму диванлар қоюлуп, жабдуқланди.
Биз, жутдашлар мәслиһәтлишип, «Яшлар жилида» жигитбашлириниң избасари ,вариси болсун дәп яшлар арисидин Шахназар Гайитовни жигитбеши қилип сайлидуқ. Округтики яшлар билән мошу балимиз иш елип баридиған болиду. Мана бизниң жигитлиримиз Президент көрсәтмисини әмәлгә ашурушта бирлишип, өмлүшүп, һәрикәт қилишиниң арқисида муһтаж жанға яр йөләк болди.Әнди киржуйидиған машиниси билән музлатқуни елип беримән дегән жутдашлар бар ,-дәп мәғрурлинип кәтти жигит беши. Өйни арилап чиқип, йеза яшлириниң тәдбирчанлиғиға , әң муһими меһриванлиғиға тәвринип кәттуқ. Биз һамийлиқ қилған балиларни сориғинимизда :
-Биз жут балилири һәммимиз биргә ,биллә. Биз Чоң Чиған яшлири! Биздики мәхсәт, Тайиржан иккинчи топтики нака. У өзи бемалал меңип, туруп кетәлмәйду. Шуңа уни биринчи топтики накаларға ятқузуш дурус дәп һесаплаймиз,- дәйду жигитбеши Шахназар Гайитов.
Округ һакими Махсат Оспанбеков :
- Уйғурларда жигитбеши дегән яхши чоң институт бар. Улар жәмийәтлик кеңәш әзалири билән жутниң өмлүги, бирлигини мустәһкәмләштә қошуватқан һәссиси чоң. Мана мошу өйгә икки миллион тәңгилик мәбләғни жиғип,өй селиш билән биллә жабдуқлаш вә йәниму бир бемарға ианә қилиш, мана шу яшларниң изгү мәхсити болди. Яшлар муһтажларға қол учини берип,өсүп келиватқан әвлатқа туғулған йерини сөйүшкә, адәмлирини һөрмәтләшкә, қәдирләшкә, лазим болғанда қол учини берип, жиқилғанни йөләш охшаш ишларни елип берип, һәқиқий вәтәнпәрвәрликниң үлгисини көрситиватиду. Округ турғунлири йәнә бир көпбалилиқ аниға өй селип беришни қолға алдуқ. Кичик Чиған йезисиниң турғуни 7 балилиқ Еркегүл Кағажиева . Мана мошу аниғиму йеңи өй селиш ишлири кетип бариду,-деди. Биз Кичик Чиған йезисидики көпбалилиқ Еркегүл вә Нурлан Дүйсебаевлар үчүн селиниватқан өйниң қурулуш ишлири билән тонуштуқ. Бу ишта округ турғунлири билән тижарәтчиләр Тен Александр, Турғанжан Зайитов, наһийәлик «Атамекен» тижарәтчиләр палатиси йенидики әзалири, йеза яшлири, синипдашлириниң қоллап-қувәтлишиниң арқисида қурулуш ишлири кетип берипту.
«Көп түкәрсә көл болур» дегини шу болса керәк. Биз Чоң Чиған йезисиниң яшлириға , сахавәтлик тижарәтчиләргә апирин ейтип, уларниң изгү ишлириға утуқ тиләп хошлаштуқ. Бирлиги билән достлуғи ярашқан бу жуттики хәйри-еһсанлиқ, иман-инсаплиқ яшларниң башқиларға үлгә боларлиқ ишлиридин һошшарә, чоңчиғанлиқ жигитләр!,- дегүмиз келиду.
Г.Исмайилжанова.