Деханлар жилни йәкүнлиди
- Толығырақ
- Жарияланды 27.12.2019 10:45
- Автор: Super User
- Категория: Жолдауға қолдау
- Қаралды: 1088
27.12.2019ж
Йеқинда наһийәлик Мәдәнийәт өйидә йеза егилиги хадимлириниң мәйрими мунасивити билән баш қошуши болуп өтти.
Дәсләп наһийә һакими Талғат Өмирәлиев башлиған иш вә оқуш орунлириниң башлиқлири Мәдәнийәт өйи фойесидики
дехан егиликлири билән чарвичиларниң иш паалийитигә беғишланған көргәзмиләрни арилап чиқти. Жиғинда наһийә һакиминиң орунбасари Шөһрәт Қурбанов доклад билән сөзгә чиқип, саһа хадимлириниң өткән жилда қол йәткүзгән утуқ- муваппәқийәтлири билән камчилиқларғиму тәпсилий тохталди.
Шөһрәт Бурһандин оғли :
- Наһийәдә деханчилиқ билән чарвичилиқ ишләп чиқиришниң һәл қилғучи амили болуп һесаплиниду. Тәвәниң тәрәққий етип , гүллиниши мошу қош саһаға мунасивәтлик . Әмәлиятта өз ипадисини тепиватқан йеңи илғар технологиялар билән илғар тәжрибиләрни жарий қилип, йәрниң һосулдарлиғини ашуруш әң биринчи мәхситимиз . Бүгүнки күнгә қәдәр наһийә деханлири етизлиқларда «Херсонец-7», «Херсонец-200» маркилиқ комбайнлар билән һәр хил марқилиқ йүзлигән трактор четилма вә башқиму техникилар ишқа қошулған . Кейинки икки үч жилниң өзидила дехан егиликлири һесавиға 50 тин ошуқ йеза егилиги техникилири чәт әлләрдин кәлтүрүлмәктә. Бу чәк әмәс. Бу техникилар етиз мәликисини терип, суғирип, мол һосул йетиштүрүп, уни жиғиштурушта пайдилинилмақта. Тәвә деханлири 26 000 гектар мәйданға етиз мәликисини терип пәрвиш қилди. һава-райиниң қолайсизлиғиға қаримастин деханлар әтиязниң һәр күнини ғенимәт билип, вақтида терип, күз айлири һосулини жиғиштурушта бар күч-ғәйрити билән әмгәк етиши түпәйли 166 миң тонна ашлиқ йетиштүрди,- деди. Натиқниң ейтишичә наһийәдә 5 гектар мәйдандики теплициларда 260 тонна помидор билән тәрхәмәк йетиштүрүлгән болса , 125 миң тонна мал озуғи тәйярланди.
Жиғинда наһийә һакими Талғат Әбен оғли сөзгә чиқип, жил бойи қолидин қутлуқ кәтминини чүшәрмәй әмгәк етиватқан дехан билән чопанниң тинимсиз әмгигигә тохталди. Әнди наһийәдә көмүқонақни қайта ишләш бойичә бирдин-бир «Яркәнт крахмал-ширнә» заводи биләнла чәклинип қеливатқанлиғини, аграрлиқ наһийәдә көктат, йәл-йемиш қайта ишләш заводлирини ишқа қошуш үчүн зор мүмкинчиликләрниң барлиғини тәкитлиди. Шуниңдин кейин дөләт мукапатлириға егә болған наһийә һакиминиң орунбасари Шөһрәт Қурбанов билән тижарәтчи Серик Ақсубаевниң «Құрмет» ордени вә «Қамқорлық» ЖЧЙ қизилча өстәргүчиси Бақытгүл Қудайбергенова III дәрижилик Еңбек Даңқы ордени билән мукапатланғанлиғи бу наһийә әмгәкчилириниң утуғи екәнлигини мәғрурлиниш билән тилға алди. Шундақла бу күни илғар дехан, бағвәнләрниң исимлирини тилға елип, бир қатар мукапатлар билән тәғдирлиди. Бир топ деханлар «Ауыл еңбегі» медали билән вилайәт, наһийә һакимлириниң пәхрий ярлиқлири вә баһалиқ соғилар билән тәғдирдәнди. Г. Лохманжанқизи.