Достлуқ билән өмлүккә дәвәт қилди

28.02.2020ж

Йеқинда  наһийәлик  Уйғур мәдәнийәт  мәркизиниң  мәжлис залида   наһийәдә паалийәт елип бериватқан мәдәнийәт мәркәзлириниң әзалири билән баш қошуш  болуп өтти.

   Баш қошушта дәсләп  сөзгә чиққан  Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Ризайдин  Әйсаев   :

   -Йәттисуниң бағ бостани болған  Яркәнт  көпмилләтлик тәвә  . Қириқтин ошуқ милләт билән  еләт  вәкиллири худди бир аилиниң балилиридәк яшап, әмгәк етип келиватимиз. Наһийәдә мәктәпләрдә билим  үч тилда  йәни қазақ, уйғур,  рус тиллирида бериливатса, наһийәлик гезит үч тилда  нәшир  қилиниватиду. Һәр бир милләт өзиниң  тилини, мәдәнийитини тәрәққий әттүрүш үчүн барлиқ мүмкинчиликләр можут. Елимизниң Тунжа Президенти- Елбасы Нурсултан Назарбаев ейтқинидәк , бизниң әң чоң байлиғимиз-хәлиқләрара достлуқ һәм бирликни риважландуруш.  Биз әшу йолда турмушимиз паравән,   милләтләрара разимәнлигимиз, достлуғимиз мустәһкәм екәнлигини намайиш қилишимиз керәк.    Шуниң үчүнму биз уйғур мәдәнийәт мәркизи  әзалири  тәрипидин өтүливатқан һәр бир чаридә биз мошу достлуғимизни сақлап, әвлаттин-әвлатқа қалдурушни мәхсәт қиливатимиз,-дәп мәдәнийәт мәркизи тәрипидин  атқуруливатқан ишларға  тәпсилий  тохталди.

       Шуниңдин кейин Алмута вилайәтлик  мәслиһәтниң депутати,  Закиржан  Қузиев  вилайәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң  иш-чарилири,болупму   тәвәдә истиқамәт қиливатқан  хәлиқләр достлуғини ипадиләйдиған  фестиваль,  форумларниң уюштуруливатқанлиғини, уларниң  бирла мәхсәттә  - хәлиқләр достлуғини,  бирлигини техиму риважландуруш, башқиларға үлгә- ибрәт болуш   мәхситидә  уюштуруливатқанлиғини тәкитлиди.  Тилиги бир, жүриги бир  әлликтин ошуқ милләт  вәкиллириниң тәң һоқуқта,  ижил-инақ яшап, қиз берип, оғул өйләп, қуда- тамыр болуп кәткәнлигини,   улар  бир-бириниң  урпи-адәтлиригә   һөрмәт  билән қарайдиғанлиғини  пәхирлинип,  тилға алди.  

       Баш қошушта   наһийәлик туңган, славян   мәдәнийәт мәркәзлириниң рәислири Закир Юсуров, Алена Коляда,  пешқәдәм устаз Санийәм  Зулиярова, Шәрип Рәхмидинов   вә башқилар сөз елип,  Масанчида йүз бәргән тәртипсизликләр, униң  ижтимаий торларда  чапсан тарилиши, жәмийәтлик тәртипни бузғанлар һәққидә   өз ой пикирлирини билдүрди. Наһийәдә мундақ әһвалларға йол қоюлмаслиқ үчүн күч салидиғанлиғини  билдүрди. 

       Новәттә сөзгә чиққан    наһийәлик ички сәясәт бөлүминиң   башлиғи  Марат  Илипов:

 -Әзәлдин бирлиги билән достлуғи ярашқан  яркәнтликләрни һәммә билиду.  Наһийәдә үч мәдәнийәт мәркизи  бар.  Уларниң паалийити  наһийә рәһбәрлириниң қоллап-қувәтлишигә  егә ,-дәп үч мәдәнийиәт мәркизиниң  паалийитигә алаһидә тохталди . Марат Тайлақ  оғли наһийәдә яшлар тәрбийәси  тоғрисида тәкитләп,  болупму яшларниң  диний, башқа ят еқимларға кирип кетиши  алдини  елиш  бойичә теолог- мутәхәссисләр билән бирликтә  елип бериватқан ишларниму атап көрсәтти.

    Баш қошуш ахирида   Алмута вилайәтлик Қазақстан хәлқи Ассамблеяси Рәисиниң   орунбасари- Кативат рәһбири  Ғәбит Турсынбай  сөз елип :

     -Бүгүн биз наһайити муһим мәсилә  бойичә баш қошуватимиз. Ундақ болғини    Тунжа  Президент –Елбасы –Нурсултан  Назарбаев бизниң әң алий мәхситимиз- милләтләрләр ара достлуқни риважландурушимиз керәк дәп,көрсәтти.  Елимиздә тәңдиши  йоқ-надир институт  Қазақстан хәлқи Ассамблеясини тәшкил қилди.  Қазақстан хәлқи    Ассамблеяси  әтрапиға 130 дин  ошуқ милләт вәкиллири жипсилашқан.  Қазақстан Жумһурийитиниң  Президенти  Қасым-Жомарт Тоқаев  қазақстанлиқларға  йоллиған Мәктүбидә  әшу бирликни  сақлап,  техиму риважландуруш йолида елип берилидиған ишларни бәлгүлиди.     Униң ярқин мисали мана  силәрдики достлуқ. Өткәндә   Қордайда йүз бәргән  әһвал һәммимизни тәшвишкә салди. Бу   тәртипсизликниң ақиветидин  қанчә аилә  зәрдап чәкти. Биз мундақ  әһвалға йол бәрмишимиз керәк.  Чоңлар , анилар  яшларға несиһәт қилип, тәрбийилишимиз  керәк.  Мустәқилликкә қол йәткүзгинимизгә 30 жил толиду.  Барлиғимизниң  тәғдири бир, яхшилиқниму, еғирчилиқниму биллә  көрүп келиватимиз.  Әждатлиримиздин  келиватқан  қәдрийәтлиримиз милләтләр арисидики достлуқ,  бирлигимиз мәңгүлүк болғай , - деди.

Гөһәрбүви  Исмайилжанова,

Турсунмәһәммәт Мәшүров

 чүшәргән сүрәт.

Күнтізбе

« Қараша 2024 »
Дс Сс Ср Бс Жм Сб Жк
        1 2 3
4 5 6 7 8 9 10
11 12 13 14 15 16 17
18 19 20 21 22 23 24
25 26 27 28 29 30  

booked.net

  • Материалды қарау саны : 4726118