Тәңдиши йоқ улуқ мәйрәм
- Толығырақ
- Жарияланды 26.02.2021 05:08
- Автор: Super User
- Категория: Мәдениет және руханият
- Қаралды: 1079
26.02.2021ж
Саһинур Рәхмидинова Чоң Чиған йезисида аддий дехан аилисидә дунияға кәлди. Қизчақ мәктәпкә барғичә «мустәқиллик», «Мустәқил әл» дегән сөзләрни аилидә ата -анисидин, акилиридин ,телевизордики көрситишләрдин аңлап, қулаққа сиңип қалған еди. Йезидики мәктәп босуғисини атлиған 1- сентябрь –Билим күнидә :
- Балилар, силәр мустәқил әлниң бәхтияр пәрзәнтлири. Чүнки силәр ата –бовилиримиз арман қилған , данишмәнлиримиз мәдһийлигән , шаир язғучилиримиз , сәнъәткарлиримиз күйлигән мустәқилликниң ақ теңи атқан жили туғулдуңлар. Силәр әркин -азат әлниң пәрзәнтлирисиләр. Шуниң үчүнму өз елиңларни, йериңларни сөйүш үчүн яхши оқуп, келәчәктә әмгәк етип, әлгә ярамлиқ жигит-қизлардин болушиңларни үмүт қилимиз,-дегән еди. Мана шуниңдин кейин у мәктәптә мустәқиллик тоғрилиқ чариләрдә шеирларни ядлап,нахша –уссуларни яңритидиған болди.Мустәқиллик униң нахша- сази болди.
Шундақ қилип идрәклик қиз мәктәптә пәқәт әла баһаларға оқуп, жәмийәтлик ишларғиму паал қатнашти. Тәртип- интизами үлгилик қизни устазлири сиз муәллим болушқа лайиқ дейишәтти. Һәқиқәтәнму Саһинурниң ата-аниси Нариман ,Банум Рәхмидиновлар қизидин чоң үмүт күтүп, Йәттисудики дәсләпки дилим дәргаһи һесапланған Яркәнт педагогикилиқ колледжиниң башланғуч синип муәллими мутәхәссислиги бойичә уйғур бөлүмигә оқушқа һөжжәтлирини тапшурушқа мәслиһәт берип, елип кәлди. Емтиһанлардин сүрүнмигән Саһинур әнди педагог болуш үчүнму тиришип, издинип, оқуши керәклигини чоңқур һис қилди. Чүнки колледждики дәсләпки тәрбийә саатида топ куратори, филология пәнлириниң намзити Һакимжан Һәмраев келәчәк устазларниң қандақ болуши һәққидә чоңқур чүшәндүрүп ейтқан сөзлирини қулақта тутти.
Саһинур Рәхмидинова елимиз мустәқиллигиниң он жиллиқ мәрикисидә колледжда өз һүнирини намайиш қилди. Мустәқилликниң он жиллиғи наһийә даирисидә атап өтүлгәндә өз ижадидин шеир ижат қилип, мустәқилликни күйлигән қиз , колледждила әмәс, наһийәлик вә вилайәтлик байқашларға йолланма елип, Алмута вилайәтлик байқаштиму ғалип чиқти.
Әслидә педагог дегән грек сөзидин тәржимә қилғанда бала тәрбийилигүчи, йетилигүчи дегән мәнани билдүриду. Һә колледжда болса келәчәк устазларниң келәчәктә һәқиқий муәллим болуп йетилиши үчүн чоңқур билим вә тәрбийә беридиған өз кәспиниң маһирлири -педагоглар коллективи шәкилләнгән еди. Студентларниң келәчәктә әвлат тәрбийилиши үчүн һәртәрәплимә нәзәрийәвий билим билән әмәлий синақларда ,тәжрибә ишлиридин өтүп ,синилип, оқуп , үгинишидә тәләп- тәртипму жуқури болди. Мана шу тәртип интизамлиққа кәлгәндә һәммигә үлгә боливатқан Саһинур өзиниң немигә қадир екәнлигини үч жил мабайнида дәлилләп чиқти. С. Рәхмидинова әла оқуши билән колледжда болупму уссул ойнаш, нахша ейтиш охшаш байқаш -фестивальларға қатнишип, дайимла ғалип чиқти. Үч жил давамида Саһинур колледжда алий билимлик, алий дәрижилик хореограф Гүлшат Қасимованиң рәһбәрлигидик « Айжанқыз» уссул ансамблиниң әзаси болуши билән қазақ, уйғур, рус, испан, тажик, әзбәк миллий уссуллирини ижра қилишта йетәкчи уссулчиларниң бири болди.
Колледжниму әла баһаларға тамамлиған қиз әнди өзини уссулсиз тәсәввур қилалмайдиғанлиғиға көзи йәтти. Уссул сәнъитидин дәрис беридиған муәллим -хореограф болушни мәхсәт қилип қойдидә Алмутидики Қизлар педагогикилиқ университетиниң хореография бөлүмигә оқушқа чүшти. Университеттики бәш жил униң келәчәк йолини техиму айдиңлаштурғандәк болди.
Университетни тамамлап қош диплом билән ана жути Яркәнткә кәлдидә, әмгәк паалийитини өзи тәһсил көргән педагогикилиқ һазирқи Яркәнт алий гуманитарлиқ техникилиқ колледжда башлиди.
-Мән биринчи синиптинла мустәқилликни күйләп келиватимән. Есимда Мустәқликниң 25 жиллиғи наһийәдә дағ-дуғилиқ атап өтүлди. Яркәнт шәһиридә Өрт бехәтәрлиги хизмитини йолға қойған Бәкрим Зәйнудиновниң исмини бир кочиға бериш мәрикиси шу елимиз мустәқиллигиниң мәйрәмлик күнлиригә тоғра кәлди. Наһийәлик Мәдәнийәт өйидә қош чаригә беғишланған әшу 1991-жили туғулған яшлар арисида «Мустәқилликни күйләймән» намлиқ әдәбий -музыкилик байқаш уюштурулди. Мән бу байқашқа икки тилда нахша ейтип қатнаштим. Дәсләп дөләт тилида Роза Әлқожаниң « Атамекен» нахшиси ,иккинчи нахшам «Уйғур қизи» болди. Һәқиқәтәнму мән көпмилләтлик елимиздики достлуғи билән бирлиги ярашқан мустәқил Қазақстандики уйғур қизиниң образини нахшамда күйлигиним үчүн тонулған тижарәтчи Әхмәтжан Шардиновниң мәхсус мукапитиға сазавәр болған едим. Байқашта болса биринчи орунни йеңивалдим.
Мана аридин йәнә бәш жил өтүпту, биз колледж устазлири студентлар билән бу мәйрәмни мунасип атап өтүш үчүн һәр хил чариләри режиләп, башлапму кәттуқ. Чүнки бу тәңдиши йоқ улуқ мәйрәм . Биз оттуз яшқа кириптимиз ,оттуз жил бу бизниң һаятимиз, тәғдиримиз. Туғулуп өскән елимиз Қазақстанниң тәрәққиятиға биркишилик төһпимизни қошуватимиз. Мән замандашлирим тәңтушлиримға бақсам, бири ата кәспимиз деханчилиқ қилип тәр төксә, бири чарвичи, бири дохтур, бири қурулушчи һә бири тижарәтчи. Әң муһими биз течлиқта, достлуқта яшаватқанлиғимиз билән бәхитликмиз,- дәйду.
Һәқиқәтәнму Саһинур Рәхмидинова - Яркәнт тәвәсидила әмәс, бәлки жумһурийәт вә униң сиртидики сәнъәтхумар хәлқимизгә тонулған хореограф. Кәспий уссулчи- биз тәкитлигинимиздәк бу күнләрдә әң чоң билим дәргаһлириниң бири болған Яркәнт алий гуманитарлиқ техникилиқ колледжда музыка бөлүмидә балилар тән тәрбийәси, гимнастика, ритмика пәнлиридин дәрис бериду. Устазлиқ қилиш билән биллә өсүп келиватқан яш әвлатни уссул сәнъитигә мәһлия қилип келиватқанлиғи сөзимизгә мисал болалайду. Мустәқилликниң тәңтуши бу күнләрдә ана жути Чоң Чиғанда «Саһинур» уссулчилар ансамблини тәшкилқилип, 70 тин ошуқ шагиртини уссулниң қир-сирлирини үгинишкә тәрбийиләватиду. Репертуарида барлиқ милләт усуллири билән уйғурниң аммибап уссуллири, унтулуп кетиватқан, һә бәзидә техи көпчилик бехәвәр уссуллирини сәһниләштүриватиду. Дап, легән, чинә-тәхсә уссуллири һазир аммибаплиқа айлинип, уссулчи қиз жигитләрниң ижрасида сәһниләрдә намайиш қилинип, уни көрүп жүримиз. Әнди Қумул уссули, сама вә чач уссулини дәсләпкиләрдин болуп сәһниләштүргән Саһинур һәқиқәтәнму мавзу үстидә ижадий издиниватқанлиғини байқавелиш тәс әмәс.
Саһинур Астананиң он жиллиқ мәрикисидә пайтәхткә колледждики «Айжанқыз» уссулчилар ансамбли әзалири билән берип һүнәрлирини намайиш қилған еди. Әнди Мустәқилликниң оттуз жиллиғида шагиртлири билән һесават концерт көрситип бепаян елмизниң шәһәр – йезилирини гастрольлуқ сәпәр қилип арилап кәлсәм. Һә ,елимиз пайтәхти Нурсултан шәһирини йәнә бир көрүп мустәқиллик байлиғим, нахша-ғәзәллиримни уссуллиримда тәсвирлисәм дегән арзу-арманлирини йошурмиди.
Илаһим арманлар орунланғай.
Гөһәрбүви
Исмайилжанова.