Әдип һәйкили әтрапида иш қизди
- Толығырақ
- Жарияланды 27.04.2021 04:45
- Автор: Super User
- Категория: Мәдениет және руханият
- Қаралды: 1029
23.04.2021ж
Яркәнт шәһиридики уйғур классик шаири Билал Назим намидики чоң кочида әдип намидики һәйкәл йенидики истираһәт беғида елимиз мустәқиллигиниң 30 жиллиқ тәвәллудлуқ мәйримигә 30 иш чарә акцияси һарписида жутдашлар қариғай вә гүлләр көчитини көчириш үчүн шәнбиликтә баш қошти.
Бирдинла шуни тәкитләш керәкки, бу хилдики хәйирлик ишқа йеши сәксәндин алқиған жут мөтивәрлири билән жигитбашлири, ханим- қизлар, өсмүрләр қисқиси чоң- кичик һәммә жутдашлар жәм болушти.
Шәнбилик башлиништин авал жут мөтивәри Давут Илиев қуръан тилавәт қилди. Шуниңдин кейин дәсләп Панфилов наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Ризайдин Әйсаевниң бемәзгил һаяттин өтүши мунасивити билән мәркәз рәиси хизмитини атқуриватқан Азат Гайитов сөзгә чиқти.
-Билал Назим намидики һәйкәл әтрапида истираһәт беғини бәрпа қилиш ,аватлаштуруш, йешилландуруш ишлириға бар күч ғәйрити билән тәшәббускарлиқ көрситип, рәһбәрлик қилип, үлгә -нәмунә болуватқан Ризайдин Әйсаев еди. Мәрһум Яркәнт тәвәсидә миллий мәдәнийитимизниң тәрәққиятиға жан дили билән өз үлүшини қошиватқан ,арман- мәхсәтлири бүйүк рәһбәр еди. Әпсус , миңларчә әпсус, устазимиздин бевақит айрилдуқ. Өлүмгә һеч чарә йоқ екән. Һаяттин бемәзгил өткән Ризайдин Әйсаевниң рәһбәрлигидә елип бериливатқан ишларни биз жутдашлар давамлаштуримиз дәп вәдә беримиз. Шуңа һәйкәл әтрапида шәнбиликләр давамлиқ уюштуриливатиду. Һәйкәл әтрапиға жәми 100 түп қариғай, арча, туя қатарлиқ сайилиқ дәл -дәрәқ тикилди. Бүгүнму шуниң бир испати дәп оттуз түп қариғай көчитини вә гүлләр көчиришни мәхсәт қилдуқ.
Елимиз мустәқиллик алған жиллири қәд көтәргән һәйкәл әтрапиға мустәқилликниң оттуз жилида оттуз түп көчәт көчириш билән иш тохтап қалмайду. Биз жил давамида мәнзирилик, сайилиқ дәл- дәрәқләр билән хуш пурақлиқ әттир гүлләрни тикип, пәрвиш қилимиз,-деди .
Шуниңдин кейин шәнбилик қатнашчилири қариғай көчәтлирини көчәрсә, ханим-қизлар бу қетим атмиш түп әттир гүл көчитини көчәрди.
Шуниму қошумчә қилиш керәкки, дәл-дәрәқләр көчәтлири Алмутидин мәхсус буйрутма бериш арқилиқ елип келинди. Көчәтләрни сетип елип келиш үчүн Яркәнт билән Алмута арилиғида бирнәччә қетим қатнашқа тоғра кәлди. Бу ишта йәнила бизниң жутдашлиримиз өмлүгини намайиш қилди. «Көп түкәрсә көл болур» демәкчи, униңға жутдашлар тәрипидин мәлум дәрижидә мәбләғ топланди. Лекин бу ишта йәлина шу һамийлиримиз чәттә қалмай қол учини созди. Хәйри еһсанлиқ Турғанжан Зайитов, Йолдаш Беширов, Нариман Имиров, Бәхтияр Абдуләтипов, Шөһрәт Әзизов, Фарух Мәңсүров, Бәхтияр Надиров, Әркин Қурбанов, Ренат Йүсүпов, Һәбибулла Зулияров, Аманжан Исламов, Қурванжан Һүсәнов, Қәһирман Розиев, Сабит Тохтаев, Абдувәли Розиев, Кәримжан Розиев билән тәвәдики Аблеким Қурбанов, Рустәм Тайиров охшаш жигитбашлири вә башқиму миллий мәдәнийитимизниң жанкөйәрлири халисанә ярдимини көрсәтти.
Әнди өткән жили наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи рәисиниң орунбасари Маһинур Аюпованиң рәһбәрлигидә ханим қизларниң ярдими түпәйли 350 түп әтир гүл көчити көчирилгән болса, бу қетим йәнила шу Маһинур Аюпова, Тилақиз Мәңсүрова, Һүрийәт Семәтова, Хатәмбүви Қадирова, Майминәм Имәрованиң һамийлиғида Алмутидин 60 түп әттир гүл көчити елип келинип, көчирилди. Шәнбиликтә жиғилған көпчилик бир күн бойи һәйкәл әтрапини аватлаштуруш ишлириға бир кишилик һәссини қошуп, өмлүгини намайиш қилди.
Һәқиқәтәнму Яркәнт шәһиридики чоң ядикарлиқни сақлап, күтүш үчүн жанкөйдүриватқан милләтпәрвәр инсанлиримизниң бу башланмиға бир кишилик үлүшини қошиватқанлиғи әлвәттә шаир роһиға һөрмәт -еһтирам вә келәчәк әвлатлиримизға аманәт қилип қалдуруши дәп чүшәндуқ.
Г. Исмайилжанова.
Турсунмәһәммәт Мәшүров чүшәргән сүрәт.
Сүрәттә: Һәйкәл әтрапидики
шәнбиликтин көрүнүш.