Мәйрәм мунасип атап өтүлди
- Толығырақ
- Жарияланды 04.12.2018 08:51
- Автор: Super User
- Категория: Өңір тынысы
- Қаралды: 1666
Тунжа Президент күни наһийәдә Орбулақ жеңиниң 375 жиллиғи мунасип нишанланди. Бу күни әтигәндә шәһәрниң жуқарқи қисмидики истираһәт беғида Орбулақ мемориалиниң ечилиши мәрасимиға жирақ-йеқиндин кәлгән меһманлар билән шәһәрликләр жәм болушти.
Мемориалниң ечилишида Алмута вилайитиниң һакими Амандиқ Баталов, Қазақстан Жумһурийити сенатиниң депутати Қуаныш Султанов, язғучи вә тарихчи Бексултан Нуржекеев сөз елип, Орбулақ жеңи тоғрисида һәртәрәплимә ейтип, униң әһмийитигә тохталди. Шәһәр мәркизидә қәд көтәргән мемориалиниң муәллиплири - мемарлар вә қурулушчиларға Алмута вилайити һакиминиң һөрмәт грамотисини тапшурди. Мемориалниң рәмизлик лентисини қийиш һөрмити Амандиқ Ғаббас оғли башлиған рәһбәрләргә берилди. Андин мәйрәмниң иккинчи қисми наһийәлик Мәдәнийәт өйидә давамлашти.
Мәдәнийәт өйидә өткән илмий әмәлий конференциядә Қазақстан Жумһурийити сенатиниң депутати Қуаныш Султанов, язғучи, «Құрмет», «Парасат» орденлириниң саһиби, Алмута вилайити вә Панфилов наһийәлириниң Пәхрий граждани, Қазақстан Жумһурийити дөләт мукапитиниң лауреати Бексултан Нуржекеев , тарих пәнлириниң докторлири Талас Омарбеков, Набижан Мухаметхан оғли, Мақсат Алпысбес оғли, Берекет Карибаев вә башқилар тарихий әһмийити чоң сәнә һәққидә илмий докладлар билән сөзгә чиқти.
Натиқлар Орбулақ жеңи, униңда қәһриманлиқ көрсәткән улуқ қазақ даласиниң пәрзәнтлириниң исмини улуқлиди. Андин «Қасиетті Орбұлақ» китави тонуштурулди. Бу күни кәчтә вилайәтлик Бикен Римова намидики театр артистлири тәрипидин сәһниләштүрүлгән «Орбулақ» спектаклиниң премьериси қоюлди.
Шундақла бу күни наһийәлик мәркизий мәйданда шәһәр вә йеза округлири тәрипидин қазақ өйлири тикилип, сәнъәт һәваскарлири мәрикилик концерт көрсәтти. Жирақ-йеқиндин қәдим тәшрип қилған меһманлар көп милләтлик наһийә хәлқиниң достлуғи вә бирлигигә апирин ейтип, миннәтдарлиғини изһар қилишти.
Шундақ қилип, тарихий әһмийити чоң қош чарә униң қатнашчилирида чоң тәсират қалдурди.
Шуниму тәкитләш керәкки, Тунжа Президент күни һарписида Чулуқай йезисида «Айналайын-ай» бир шәхсий балилар бағчиси билән Айдарли йезисида давалаш амбулаторияси өз ишигини ачти. Шәһәр кочилири билән истираһәт бағлириға арча көчәтлири тикилип, аватлашутуруш , йешилландуруш ишлири елип берилди.
(Өз мухбиримиз).