Чоңчиғанлиқ Яқуп ветеран
- Толығырақ
- Жарияланды 08.05.2019 06:01
- Автор: Super User
- Категория: Өңір тынысы
- Қаралды: 1616
06.05.2019ж
Наһийәдә Улуқ Вәтән урушиға қатнашқан ветеранлардин пәқәт иккисила һазир аримизда .
Улар йеши тохсәндин ашсиму һели тимән, хатириси сағлам. Жәңчи атилар билән сөһбәтлишип қалсиңиз дәрру көзлиригә яш алиду. Улуқ Вәтән урушидики Ғалибийәткә бийил топ-тоғра 74 жил толуватсиму, улар бу күнни худди түнүгүн болғандәк әсләйду. Мана шу яркәнтлик икки ветеранниң бири Яқуп Данахунов Улуқ Ипәк йолидики Чоң Чиған дәп атилидиған қедимий жутта яшайду.
Бу күнләрдә ветеран һалидин хәвәр елиш үчүн келиватқан чоң- кичиккә жасарәткә толуп ташқан жәңгиварлиқ һаят йолидин һекайә қилип бериду. Сабиқ жәңчи алди билән қоллирини йейип атилиқ дуасини бериду. Дуасида «уруш дегән болмисун, заманимиз теч , асминимиз очуқ болсун»,- дәп тиләйду.
Биз билән болған сөһбәт башлина-башланмайла у яшаңғирап қалған көзлирини пат-пат қол яғлиғи билән сүртүп қойиватиду. Әтималим от билән оқниң арисида жүргән күнлири ядиға чүшсә керәк...
-Бизниң теги тәктимиз Уйғур наһийәсиниң Долата йезисидин болумиз . Ата –анамдин кичик айрилип житимчилиқниң дәрдини көп тарттим. Һәтта мәктәп дегәнниң ишигиниму ачмаптимән. Өзәмниң идригим бар охшайду мәктәп көргән қурдашлирим билән жүрүп, анчә-мунчә сават ачқандәк бодумдә, йоқсизчилиқниң дәрди, тирикчиликниң ғеми билән ишләп, етиз –ериқни маканлап жүрдуқ. Атисиз, анисиз қелип, бешимни сийпиған, маңа ғәмхорлуқ қилидиған ата жемәт , ана жемәт һеч ким болмиди.Анам дадамниң аниси Селимхан момамниң , кичик дадамниң Яркәнткә көчүп кәткәнлигини ейтип, «мүмкин болса шуларни издәп тапқин» дәп жекәтти. Улуқ Вәтән уруши башилиниши билән он сәккиз жутдишим билән мәнму мәйданға атландим. Дәсләптә Украинида алтә ай тәйярлиқ курсида оқуп, мәшғулатлар жүргүздуқ. Бизгә алди билән қурал-ярақ, уни тутуп, етишни үгәтти. Андин 1- Украина фронтидики жәңләргә қатнаштим, - дәп башлиди һекайисини жәңчи ата .
Яқуп Данахунов бәш жилға созулған, Литва, Эстония, Белорусияни азат қилиш үчүн шиддәтлик жәңләргә қатнашқанлиғини ейтип бәрди. Яқуп атиниң сағлам хатириси бизниң зоқ һәвәсимизни ойғатти. Чүнки у һәр бир жәң болған шәһәрләрни вә у жәңләргә ким билән кирип, қайсилиридин қандақ айрилип қалғанлиғини әсләп, уларниң имани саламәт болсун дәп дуга тилавәт қилди. Һә ,бу дегән қәһриманлиқ. Аридин 74 жил өтсиму өзи билән биллә барған жәңчиләр , у отлуқ жиллар, урушниң тирик шаһидлири вә уруш зәрдавини тартқан арқа сәптикиләр үчүн әстин чиқмас һекайә. Шундақ екән әшу шиддәтлик жәңләрдә Яқуп ата қолидин яридар болди. Челябинск шәһиридики 107 госпитальда даваланған у Ғалибийәтни шу йәрдә қарши елип, 1946- жили өйигә қайтиду. Бу қетим у киндик қени төкүлгән Уйғур наһийәсигә әмәс, Яркәнткә кетишни қарар қилди. Чүнки момиси билән дадиси тәвәдики Хонихай йезисиға көчүп кәткәнлигидин хәвәр тапқан еди.
- Баһарниң худди мошундақ гүл чечәкләргә оранған күни еди. Яркәнткә кәлгән күнлиримни тил билән йәткүзүш әсла мүмкин әмәс. Житимчилиқ женимға шунчелик патқанки , мән өзәмни тәнһа сезингән едим. Бу йәрдә кичик дадам билән момам мени бағриға бесип, шуниңдин кейинла мискин көңлүм күлүп , яйриди. Шу шу болдидә мән яркәнтлик болуп қалдим,-дәп әсләйду ветеран.
Яқуп Данахунов қолидики жараһәткә қаримастин илгәрки « Октябрьниң 40 жиллиғи» намидики колхозға кирип, әмгәк әтти. У деханчилиқ билән йәнила етиз-ериқ ишлириға арилишип кәтти. Ашлиқ тәрди, су тутти, һөрмәтлик дәм елишқа чиққичә бәрпакарлиқ әмгәк әтти. Яркәнтлик Зиләйбүви ана билән аилә қуруп бир пәрзәнт сөйди. 1995- жили рәпиқисидин айрилған ата һазир қизи Гүлистан, күйоғли Һәмражанларниң қолида.Улардин икки нәврә алтә чәврә сөйди. Өткән жили 9- май-Ғалибийәт күни мәйримидә вилайәт һакими Амандиқ Баталовниң һозурида болған еди. Бу күнләрдә ветеранниң һалидин хәвәр елип, тәбрикләватқанларниң айиғи үзиләр әмәс. Наһийә һакими Темирлан Бектасов, «Нur Otan» партияси Панфилов наһийәлик шөбиси рәисиниң орунбасари Қанат Досмайилов, Чоң Чиған йеза округиниң һакими Мақсат Оспанбеков , униң орунбасари Реһанбүви Баратова, наһийәлик мәслиһәтниң депутати ,Яркәнт оттура мәктвиниң мудири Мурат Әжибековлар дәсләпкиләрдин болуп йоқлиди. Шуниңдәк йеза округиға қарашлиқ мәктәпләр оқуғучилири билән жут жамаәтчилиги «бизниң ветеран»дәп мәғрурлиниду.
Оқ билән отниң арисида жүрүп, бизгә течлиқ һаят һәдийә қилған ветеранларни 9 - май - Ғалибийәт күни мәйрими билән тәбрикләп, саламәтлик тиләймиз.
Г.Лохманжанқизи.