Бу қетим 68 балиниң көңлини алди
- Толығырақ
- Жарияланды 19.08.2019 10:22
- Автор: Super User
- Категория: Өңір тынысы
- Қаралды: 1382
16.08.2019ж
Мәлумки жумһурийәтлик «Мәктәпкә йол» акцияси жилдин-жилға умумхәлиқ һәрикәт елип, қизғин давамлишиватиду. Униңда көпбалилиқ, баққучисидин айрилған, тәминати начар аилиләрниң балилирини мәктәпкә тәйярлашта халисанә ярдәм көрситиватқанларниң қатариниң көпийиватқанлиғи һәр кимни хошал қилиду.
Әнди Гүлжаһан һажим Муратова болса Елбасы Нурсултан Назарбаевниң тәшәббуси билән бу акция елан қилинған дәсләпки жилила қоллап-қувәтлигичүләрниң дәсләпкиси болди. Һәм щуниңдин бери бу ишта башқиларға үлгә болуп кәлмәктә.
Гүлжаһан Һажим анимиз дәсләпки жилларда бәш-он балиға мәктәпкә һажәтлик қураллар билән кийим-кечәк соға қилип жүрди. Өткән жили болса Яркәнт тәвәсиниң өзидила 30 дин ошуқ балиға мәктәп формилири билән спортлуқ кийим –кечәкләрни кийгүзүп, мәктәпкә тәйярлиди. Г. Муратова өзи узун жиллар Яркәнт шәһиридә яшап, Панфилов наһийәлик билим бөлүмидә бухғалтер болуп ишләп , һөрмәтлик дәм елишқа чиқандин бери Алмутида яшаватиду. Лекин жутини унтиғини йоқ. Роза рамзан, Қурван һейтлирида хәйрихаһлиқ паалийитини дәсләпкиләрдин болуп Яркәнт тәвәсидин башлайду. Андин ана жути Уйғур наһийәсиниң йезилири арилап, қәдими Әмгәкчиқазақ, Алмута вә униң әтрапидики йезиларғиму йетиду. Шуңа уни чоң –кичик һәр жайда «Гүлжаһан анимиз келиватиду» дәп күтиду.
Гүлжаһан ана мәктәп оқуғучилириға һажәтликләрни бәш қолдәк билиду. Чүнки өзи бәш пәрзәнт тепип, улардин 20 нәврә, 12 чәврә ,келин күйоғул сөйсиму уларниң балириниңму мәктәпкә берип, келиши анимизниң зиммисидә. Тапқининиң бир қисмини мәктәп оқуғучилириға ианә қиливатқан Г. Муратова йәнә Яркәнт тәвәсигә келип,бу қетим 68 балиниң көңлини алди.
Наһийәлик уйғур мәдәнийәт мәркизиниң мәжлис залида өтүватқан «Мәктәпкә йол» акциясигә фотомухбир Турсунмәһәммәт Мәшүров билән қатнишип, балилар вә уларниң ата-анилириниң хошаллиғиға ортақлаштуқ.
Акцияни киришмә сөз билән ачқан наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Ризайдин Сейит оғли униң мәхситигә тохталди. Көпчиликкә сахавәт егисини тонуштуруп,аниниң хәйри-еһсанлиқ ишлиридин хәвәрдар қилди. Шуниңдин кейин сөз алған Гүлжаһан Һажим Муратова:
-Балилар шатлиғи у -аләм шатлиғи. Мән мәктәп йешиға йәткән балиниң тәл төкүз мәктәпкә беришини халаймән. Бу һаятта һәммиси тәл төкүз болмиғинидәк, ихтисади яр бәрмигән аилиләрниң һажитидин чиқиш үчүн оқуш жили башланғичә мәктәпләрни арилап, уларниң көңлини елишқа тиришимән. Бу қетим наһийәлик мәдәнийәт мәркизиниң қоллап-қувәтлиши билән һәммиңларниң бешини қоштуқ. Мән силәрниң мустәқил елимизниң мунасип әзимәтлиридин болуши үчүн әң биринчи сапалиқ билим, аңлиқ тәрбийә елишиңларни халаймән. Елбасы өз мәктүплиридә маарип саһасиға алаһидә диққәт берип, һәмминиң бирдәк билим елиши үчүн имканийәтни яритиватиду. Һөкүмәт тәрипидин йеңи мәктәпләр, шәхсийләр тәрипидин бағчилар селиниватиду.У бу тәвәдә 100 пайиз әмәлгә ешиватиду. Әнди силәрниң вәзипәңлар әшу мәктәпләрдә оттура билим елип, жәмийитимизгә лайиқ бирәр мутәхәссисликни таллаш. Униң үчүн пәқәт оқуш йәнила оқуш керәк. Яхши оқуңлар балилирим, нәврилирим , мән қол учумни беришкә һәр дайим тәйяр ,-деди.
Шуниңдин кейин Сүптай йезисидин кәлгән оқуғучиларға атиған соғлирини ианә қилиштин башланған акциядә шәһәрдики Жамбул, Әмгәкчи, Билал Назим, Хелил Һәмраев намидики мәктәпләрдин вә шәһәрдики мәһәллиләрдин болуп, жәми 68 балиға 1 миллион 50миң тәңгилик ярдәм көрсәтти.
Акция давамида ата-анилар, устазлар вә оқуғучилар аниға болған миннәтдарлиғини изһар қилип, тиришип, издинип ,оқушқа вәдисини бәрди.
Биз акциядә Сүптай йезисидики «Бергенбеков аиләвий балилар өйиниң» атиси Ерик қериндишимизни учраттуқ. Бу чаригә бизму тәклип қилиндуқ. Чүнки анимиз бу тәвәгә қачан кәлмисун бизни унтиған әмәс. Мениң балилиримниң арисида Абдуллам уйғур милитиниң вәкили.У тәртиплик ишқа пишиқ, келәчәктә навай болимән дәйду. Аниси Әтиргүл тонурға нан яқса у бәк хошал болуп нан тошуп, ярдәм қилишқа ярап қалди.Әслидә биз рәпиқәм иккимиз устазлар. Йезидики мәктәптә устазлиқ қилимиз. Өзимизниң бәш балисиға йәнә төрт бала қошуп, беқип-қатарға қошуватимиз.Абдуллам шуларниң бири. Анимиз охшаш бизниңму , житимлар жиғлимисикән дегән нийитимиз бир ,-дәйду Ерик һаяжанланған һалда. Абдуллам болса бу новәт атиси Ерик вә Гүлжаһан һажим анимиз билән сүрәткә чүшүшни илтимас қилди. Рәт қилмидуқ. Шундақ бу сахавәт егиси охшаш жүрәк хаһиши билән әлгә ярамлиқ, жиқилғанни йөләйдиған, тапқинини балиларға хәшләйлиғанлардин болушини тилидуқ.
Гөһәрбүви
Исмайилжанова.
Турсунмәһәммәт Мәшүров,
чүшәргән сүрәт.