Яхшилиқ қилишқа һәр қачан тәйяр

26.04.2021ж

Жумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи йенидики Нураний  анилар кеңишиниң рәиси Гүлжаһан һажим Муратова Яркәнт тәвәсидә  ихтисат саһасида оттуз жилдин ошуқ вақит  ишләп, һөрмәтлик дәм елишқа чиққанлиғини һәммә убдан билиду. 

Һажим аниниң   кәң даирилик  хәйрихаһлиқ паалийитидин гезитханлиримизниң  хәвири болса керәк. Һазир Алмутида истиқмәт қиливатқан  Гүлжаһан   ана 30  жилдин бу ян  турмуш шараити төвән , көп балилиқ, баққучисидин айрилған, житим-йесирларға қол учини созуп, ярдимини берип келиватиду. Қанчилигән ялғуз башлиқ аниларға өй селип бериватқанлиғидинму хәвиримиз бар.  Роза -рамзан ейида болса оқуз- түлүк тарқитип көпчилик көңлини алиду.   Гүлжаһан һажим  анимиз бу қетимму Розиниң дәсләпки күнлиридила  инсаний һәм мусулманчилиқ пәрзи сүпитидә  яхшилиқ   қилиш нийитидә   наһийәләргә атландидә, дәсләп киндик қени төкүлгән Уйғур наһийәсидин башлап , андин иккинчи ана жути Яркәнт тәвәсигә йетип кәлди.

    Һажим ана бу қетим   Уйғур наһийәсидә 200, Ярккәнт тәвәсиниң  300 аилисигә халисанә ярдимини  елип кәлди.

     Яркәнт шәһири вә  униң әтрапидики  Кичик Чиған,  Чоң Чиған, Алтөй ,Чулуқай, Пәнжим, Садир охшаш йезилардики 300 аилигә ун, гүрүч, май вә чай охшаш озуқ- түлүк мәһсулатлирини тарқитип бериду дегән хәвәрни аңлап, фотомухбир  Турсунмәһәммәт ака иккимиз йетип бардуқ.

   Панфилов наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи рәиси вәзиписини атқуриватқани Азат Гайитов униң  орунбасари Маһинур Аюпова, жигитбашлири  Рустәм Тайиров, Мухпул Розашев, Рәшит Мәхпиров, Пәрһат Данияров, Нурмәһәммәт Турдиев, Пәрһат Исламов, Алимжан Ташмәтов, Ғлаждин Бақиев , Азат Искәндәров  вә башқиму жигит башлири жиғилипту.

     Жигит  башлири  демәкчи бу күни Пәнжим йезисиниң  башжигит беши Ясинжан Тохтахунов, Чоң Чиған йезисидин Иминжан Ғожашев,Чулуқай йезисидин Талипжан Ниязов , Садирдин Ташполат Әхмәтов өзлири башқуриватқан мәһәллиләр турғунлири намидин аниға дегән минәтдарлиғини билдүрсә , Яркәнт шәһириниң турғуни 85 яшлиқ Зиләйхан Аюповаму һажим     аниниң хәйирлик иш-паалийитигә муваппәқийәтләр тиләп дуасини бәрди.

    Гүлжаһан Һажим Муратова Панфилов наһийәсидики йезиларни арилап чиққандин кейин , Талғир наһийәсиниң   Гүлдала йезисидики   70 аилә билән Алмута шәһири Түрксиб наһийәси    Қайрат мәһәллисидики  80 аилигә бу хилдики ярдимини  сунуп, көпчиликниң көңлини алди.   һажим ана бу қетим Роза рамзан ейида жәми сәккиз миллион тәңгилик  хәйрихаһлиқ ярдәм көрсәтти.  

   Һәр қачан ғәмхорлуқ қилип көпчиликниң совавиға еришиватқан аниниң хәйирлик иш-паалийитигә  муваппәқийәтләр тиләймиз. 

   Гөһәрбүви Исмайилжанова

Күнтізбе

« Желтоқсан 2024 »
Дс Сс Ср Бс Жм Сб Жк
            1
2 3 4 5 6 7 8
9 10 11 12 13 14 15
16 17 18 19 20 21 22
23 24 25 26 27 28 29
30 31          

booked.net

  • Материалды қарау саны : 4845778