150 аилигә иптарлиқ тарқитилди
- Толығырақ
- Жарияланды 30.04.2021 07:46
- Автор: Super User
- Категория: Өңір тынысы
- Қаралды: 854
30.04.2021ж
Хасийәтлик Роза рамзан ейи кириши билән наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси вәзиписини атқуриватқан Азат Гайитов вә униң орунбасари Маһинур Аюпованиң рәһбәрлигидә хәйрихаһлиқ ишлар давамлиқ уюштурулуп у кәң даиридә давамлашмақта.
Тәкитләш керәкки, тәшәббускарларни қоллап, қувәтләватқан хәйри-еһсанлиқ жутдашлар саниниң өсүватқанлиғи кишини хошал қилиду.
Шундақ екән Азат Гайитов билән Маһинур Аюпова жанкөйәрләрниң бешини қошуп йеқинда наһийәдә муһтаж аилиләргә иптарлиқ бериш тәкливини бәрди. Лекин дуния әһлини һәләйкүмгә селиватқан тажсиман вирусниң елимиздә тарилиши вә униң алдини елиш мәхситидә наһийәдиму карантин чарилири күчәйтилип, жутдашларниң һәр қандақ чариләрдә баш қошуши мәнъий қилинди. Тәшәббускарлар вәзийәткә мувапиқ бу қетим ярдәмгә муһтаж, тәминати начар, көпбалилиқ аилиләргә иптарлиқ ғожунини аилисигә апирип беришни мәхсәт қилди. Шундақ қилип миллий мәдәнийитимизниң жакөйәрлири Алимжан Ташмәтов, Турғанжан Зайитов, Һүрийәт Семәтова, Хатәмбүви Қадирова, Тилақиз Мәңсүрова, Аблеким Қурбанов , Пәридәм Иминова вә башқилар 150 аилигә тамақ вә йемәк ичмәк татлиқ турум, нан -тоғачлирини тарқитип бәрди.
Хәйри-еһсанлиқ жутдашлар алдида сөзгә чиққан пешқәдәм устаз Алимжан Ташмәтов :
-Әслидә «оң қолуң бәргәнни сол қолуң туймисун» дейилиду. Лекин биз бу қетим наһийәлик мәдәнийәт мәркизи рәһбәрлири Азатжан билән Маһинурниң башланмисиға қол учимизнии созуп, хасийәтлик Роза рамзан ейида йоқсулларниң көңлини елиш нийитидә жиғилдуқ. Роза рамзандин йәнә бир Розиғичә аман болайли. Мәхситимиз һәрқандақ ишта еғизбирликтә болуп, тапқинимизниң мәлум қисмини муһтажларға сунуп қойсақ бу соваплиқ иш әмәсму? Мундақ ишта бизни қоллап қувәтләватқан һамийларға апирин дейиштин башқа сөзүмиз йоқ,- дәп дуа бәрди.
Шуниңдин кейин жигитбашлири ханим-қизлар һәр қайсиси өз мәһәллисидики муһтаж аилиләргә иптарлиқ ғожунини тарқитиш үчүн йолға чиқти.
(Өз мухбиримиз).