Йеңи баш жигитбеши ишқа киришти

12.07.2021ж

Яркәнт тәвәсидә жигитбашлириниң иш -паалийити әшу мустәқиллик алған дәсләпки жиллардин жанлинип, бүгүнки таңда оңушлуқ йолға қоюлди. Наһийәдики мәһәллиләрдә 80 дин ошуқ жигит беши жут башқуриватиду.

Әнди Яркәнт шәһириниң өзидила 40 тин ошуқ жигитбеши бар.
Иқрар қилиш керәкки, жигитбешисиз өзимизгә тәәлуқ һеч бир иш әмәлгә ашмайду. Жигитбеши өзлири истиқамәт қиливатқан мәһәллиләрдә, жутдашлар алдида өз зиммисигә жүкләнгән шәрәплик ишларға чоң жавапкәрчилик, жуқури мәсъулийәт билән қарап, паалийитини жанландурмақта. Жигитбашлири наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи билән зич һәмкарлиқта иш елип бариду. Елимизниң Тунжа Президенти - Елбасы Нурсултан Назарбаевниң «Келәчәккә нишан: мәнивий йеңилиниш» намлиқ стратегиялик мақалисидики «Туған жер» лайиһисида атап көрситилгәндәк туғулған жутини қәдирләп, униң тәрәққиятиға тегишлик төһписини қошуватқан жутдашларни көпчиликкә тонуштуруш, әзәлдин ижил-инақ яшап келиватқан көпмилләтлик тәвә турғунлириниң урпи-адәт, рәсим-қаидиләрни сақлап, заманға лайиқ тәрәққий әткүзүш, өсүп келиватқан әвлатни вәтәнпәрвәрлик роһта тәрбийиләш, ана тилимизни сақлаш охшаш чарә-тәдбирләрни уюштурушта тәшәббускарлиқ көрситиватқанлиғини атап өткән орунлуқ.
Жигитбашлириниң көпмилләтлик Яркәнт тәвәси турғунлириниң достлуғи билән өмлүгини сақлап, уни риважландурушта, миллий маарип, мәтбуат, сәнъәт, спорт саһалириниң тәрәққиятиға бир кишилик һәссилирини қошуватқанлиғини ейтишниң өзи купайә . Мана шундақ ишларда башламчи болуватқан яркәнтлик жигитбашлири йеқинда баш қошти.
Наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизидә болуп өткән баш қошушта сөзгә чиққан мәдәнийәт мәркизи рәиси хизмитини атқуриватқан Азат Гайитов наһийәниң мәдәний, ижтимаий - ихтисадий тәрәққиятиға бир кишилик һәссисини қошуватқан жигитбашлириниң тинимсиз әмгигини атап өтти. Бебаһа, миннәтсиз хизмәтлиригә утуқлар тилиди. А.Гайитов Панфилов наһийәлик баш жигитбеши болуп ишләп андин бүгүнки таңда мәркәз рәиси хизмитини атқуруши түпәйли баш жигитбеши хизмитигә намзатларни усунуш тәкливини бәрди. Яркәнт шәһиридә узун жиллар жигитбеши болуп миллий мәдәнийитимизниң тәрәққияти йолида жанкөйдүриватқан Ғлаждин Бақиев сәпдиши Аблеким Қурбановниң намзитини көрсәтти. Жиғин қатнашчилири бир еғиздин Аблеким Қурбановниң намзитини қоллап-қувәтләп, зор ишәнчә билдүридиғанлиғини тәкитләшти.
-Һәқиқитини ейтиш керәк жут башқуруш оңай иш әмәс. Көпчиликниң көңлидин чиқиш интайин қийин иш. Аблеким болса мундақ «синақлардин сүрүнмәй» өтүватқан , өзиниң милләтпәрвәрлиги билән көзгә чүшкән жигит. Биз Аблекимға ишинимиз. А. Қурбанов бу мәсъулийәтлик иштин шәрәп билән чиқиду. Униң үчүн биз башжигит бешини һәрқәдәмдә қоллап-қувәтлишимиз керәк. Шу чағдила достлуғимиз, еғиз бирлигимиз техиму күчлүк болиду,- деди Азат Гайитов. Шундақла бу күни жигитбашлириға шәһәр вә мәһәллиләрдә уйғур тиллиқ мәктәпләргә бала топлаш, «Уйғур авази» гезитиға муштири топлаш , Билал Назим намидики истираһәт беғини аватлаштуруш бойичә бир қатар тапшурмилар берилди.

Гөһәрбүви
Исмайилжанова.

Күнтізбе

« Желтоқсан 2024 »
Дс Сс Ср Бс Жм Сб Жк
            1
2 3 4 5 6 7 8
9 10 11 12 13 14 15
16 17 18 19 20 21 22
23 24 25 26 27 28 29
30 31          

booked.net

  • Материалды қарау саны : 4849370