Тәрәққиятниң йеңи дәври
- Толығырақ
- Жарияланды 20.07.2018 11:04
- Автор: Super User
- Категория: Цифрлы Қазақстан
- Қаралды: 1977
Дөләт рәһбири Нурсултан Назарбаевниң «Рәқәмлик Қазақстан» программисиниң мәхсити хәлиқниң рәқәмлик саватлиғини ашуруш болуп һесаплинду. Пүткүл дуния жаһанлиниш дәвридә рәқәмлик саватлиқ болуп, йеңи илғар технологияләрни өзләштүрүш әң муһим вәзипиләрниң бири болуп һесаплиниду. Ундақ болғини рәқәмлик технологиялар нурғунлиған әлләрниң ихтисадини тәрәққий әттүрүштә муһим роль ойнайду.
Бүгүнки таңда рәқәмләштүрүш- дуния әллиридә тәрәққиятниң стратегиялиқ бесимлиғи болуп тепилиду.
Дуния аналитиклириниң тәхмини бойичә 2020 жилға қәдәр дуния ихтисадиниң төрттин бир бөлиги рәқәмлик болиду дегән тәхмин бар. Бизниң елимиздиму Президент Нурсултан Назарбаевниң тәшәббуси һәм қоллап-қувәтлиши билән пәйдин-пәй әмәлгә ашуруливатқанлиғи елимиз тәрәққиятиниң йеңи дәври ихтисатниң яхшилинишиға ижабий тәсири болидиғанлиғи ениқ.
Өз мухбиримиз.